Туберкулез дегән немә?
Дәрисниң мавзуси: Туберкулез дегән немә?
Дәрисниң мәхсити:
- Туберкулез дегән немә? Балиларға чүшәндүрүш.
- Саламәтликни сақлаш қаидилирини үгитиш арқилиқ оқуғучиларни тәнниң сағлам болушиға бағлиқ ой-пикирини әркин ейтишқа адәтләндүрүш.
- Шәхсий гигиенисини сақлашқа, әтигәнлик гимнастика ойнашқа, спорт билән мәшғулинишқа тәрбийиләш.
Қоллинилидиған усул: чүшәндүрүш, соал- жавап, көрнәклик, мустәқил иши
Көрнәклик қураллар: сүрәтләр, язма ишиниң мәтини
Дәрисниң бериши
І Уюштуруш қисми
( Балилар билән саламлишиш, дәрискә кәлмигәнләрни ениқлаш. Балиларниң диққитини дәрискә жәлип қилиш.)
- Қазақстан Жумһурийитиниң Гимни билән дәрисни башлаш.
ІІ Асасий қисми
- Туберкулез дегән немә? Балиларға чүшәндүрүш.
Туберкулез ( сил кесили) –дунияда әң көп таралған жуқумлуқ ағриқларниң бири. У адәм организимиға туберкулез бактериялири киргәндә пәйда болуп, тәрәққий ейтиду. Бу ағриқтин зәхмилинидиған асасий орган –өпкә. Бәзи бир һаләтләрдә мейиниң вә униң кепиниң туберкулез ағриғиға дучар болуши мүмкин, устиханларгниң, өгиләрниң, бөрәкләрниң, жинисий органларниң, көзниң, үчәцләрниң вә башқа органларниң туберкулез ағриғиға дучар болуши мүмкин.Туберкулез бактериялири һава арқилиқ тарқилип, адәмләрниң өпкисидә өсүп йетилип, көпийиду. Буниңда өпкигә соғ өтүп, униңдин кейин тоқуминиң бузулши йүз бериду, бөлүгүш участкилири шәкиллиниду, улар миллионлиған бактерияләрни өз ичигә алиду.Адәм йөтәлгән, чүшкүргән чағда туберкулез бактериялири һаваға чачирап чиқиду.Туберкулез һәр қандақ адәмгә жуқуши мүмкин, болупму у балилар организими һалсизлинип қалған адәмләр үчүн хәтәрлик. Туберкулез ағриғи овж алғанда мундақ бәлгүләр йүз бериду: йөтәл, мағдирсизлиқ , тән һараритиниң көтирилиши, тәрләш, мәйдә ағриғи, иштәйиң боғлуши, салмиғини йоқитиш, ишләш қабилийитиниң тәвәнлиши.
Бу кесәлгә дучар болған бемарлар әң асасий қаидә- шәхсий гигиенисиға дурус риайә қилиши керәк ( йәни алайтән қача-қомуч, ору н-йотқан, түкәргүч қача вә башқиму гигиенилиқ нәрсиләр болуши керәк), улар һәр дайим дезинфекциялинип, таза һаваға ачиқип тазилинип туруши керәк.
2.«Туберкулез дегән немә?» мавзусида диктант яздуруш.
ІІІ Йәкүнләш қисми
- Һөрмәтлик балилар ! Хатирижәм вә бәхитлик һаят кәчүрүш үчүн, саламәтлик биринчи орунда туриду. Шуниң үчүн һәммимиз күндилик турмушимизда саламәтлигимизгә пәқәт пайдилиқ шараитларни яритишимизниң керәклиги интайин чоң әһмийәткә егә. Шуниң үчүн һәр қачан спорт билән шуғилинишимиз керәк!
Тән сақлиқни сақлайли, Тән сақлиқ тазилиқ,
Чиниқайли, күчлинәйли. Таза бала болайлуқ.
Жени сақниң-тени сақ, Бойимизни күтәйли,
Яман йолға басмайли. Қалсун биздин чалилиқ.
- Өйдә шеирни ядлап келиш.
Синип йетәкчиси: С. Барие