Аддий вә қошма пеиллар
Дәрис мавзуси Аддий вә қошма пеиллар
Дәрис мәхсити Аддий вә қошма пеилларниң айримисини ухтуруш;
Пеил тоғрисида билимини мустәһкәмләш вә кәңәйтиш,
грамматикилиқ тәһлил қилишқа үгитиш;
Саватлиқ вә каллиграфиялик йезишқа үгитиш.
Дәрис түри мусабиқә дәрис
Чепишип билим елигә,
Оқушта, ишта болумиз үлгә.
Көрнәкликләр таблица, сүрәтләр, үн алғу, тест.
Дәрис усули баянлаш, соал-жавап, PWCT стратегияси, оюндин билимгә.
Дәрисниң бериши
- Уюштуруш пәйти
Балилар мошу кроссвордни һәммимиз бирликтә йешип көрәйли. Кроссвордниң чақмақлириға һайванатларниң намини дурус йезип чиқсаңлар, дәрисликниң нами келип чиқиду.
т | о | х | у | |||||
й | о | л | в | а | с | |||
б | у | ғ | а | |||||
қ | о | ғ | у | н | ||||
к | и | р | п | ә |
т | о | ш | қ | а | н | ||
и | ш | т | |||||
п | и | л | |||||
и | л | а | н | ||||
Демәк, бизгә уйғур тили дәриси екән.
Оқуғучиларниң дәрискә болған тәйярлиғини тәкшүрәш. Дәрис мәхсити, мавзусини тонуштуруш. Қени балилар, мону соалларға жавап бериңлар.
- Адәм вә нәрсиләрниң намини билдүридиған сөзләрни немә дәймиз?
- Иш-һәрикәтни билдүридиған сөзләрни?
- Санни билдүридиған сөзләрни?
- Бир нәччә жүмлиниң өз ара бағлинип кәлгинини немә дәймиз?
- Жүмлә дегинимиз немә?
- Уйғур алфавитида нәччә һәрип бар?
- Нәччә тавуш бар?
- Қазақстанниң Президенти ким?
- Гербниң автори ким?
- Биз қәйәрдә туримиз?
- Өй тапшурмисини тәкшүрәш
Өткән дәристә өтүлгән мавзуни әскә чүшириш.
- Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Сүрәткә қарап, иш-һәрикәткә соал қоюш арқилиқ пеил дегинимиз немә? Қаидә чиқар.
- Ишт ухлаватиду. (немә қиливатиду?)
- Мөшүк сүт ичиватиду. (немә қиливатиду?)
- Башқичә ейт. (ичип болди)
Пеил дегинимиз исимниң иш-һәрикитини билдүриду. У бир сөздинму, икки сөздинму түзилиду.
- Демәк, пеиллар аддий вә қошма пеил дәп бөлүниду. Аддий пеил бир сөздин, қошма пеил икки-үч сөздин түзилиду.
Немә болуватиду? |
пеил |
Пеил заманлири
|
Пеилларниң шәхс қошумчилири билән түрлиниши
|
Қошма пеиллар |
Аддий пеиллар
|
Адәм вә нәрсиләрниң иш-һәрикити
|
Ямғур яғди.
|
Һава ечилди.
|
Аддий пеиллар
|
Һава тутулди.
|
Күн чиқти.
|
Мәсилән:
Аддий пеиллар
|
Һава гүлдүрләшкә башлиди |
Самолет учуп кәтти.
|
Су шақирап еқиватиду.
|
Таң атай дәп қалди.
|
Демәк, дәрисимизниң мавзуси: «Аддий вә қошма пеиллар» дәп дәптәрлиригә язиду. Қени балилар мону анограммини чаққан вә дурус ойлап толтурайли дәп, плакатни илимән.
- әл Қазақстан
- гүл қизилгүл
- дәрәқ қариғай
- милләт қирғақ
- оюнчуқ очақ
- рәң қара
- пәсил қиш
Чирайлиқ йезиш минути.
Балилар мошу һәрипләрни сөзләргә чирайлиқ йезишни билишимиз керәк.
Язди. Йезип болди
Оқуди. Оқуп болди.
Көриду. Көрүп болди.
Ухлиди. Ухлап болди.
- Немә байқидуқ?
- Аддий пеиллар бир сөздин, қошма пеиллар икки сөздин түзилиду.
Тахтида иш ишләш.
«Үмүт» топи. «Юлтуз» топи.
Аддий пеил Қошма пеил
Язди. Йезип болди.
Оқуди. Оқуп болди.
Ясиди. Ясап болди.
Бу пеилларниң айримиси немә? Уларниң айримиси түзүлүшидә. Биринчиси бир сөздин, иккинчиси икки сөздин ясалған. «Ишлиди», «Сөзлиди» аддий пеиллиридин қошма пеил ясаш.
Еғизчә көнүкмә орунлаш.
«Үмүт» топи. «Юлтуз» топи.
Аддий пеил Қошма пеил
айрип оқи айрип оқи
Сәгәһләндүрүш минути.
«Үмүт» топиниң соали «Юлтуз» топиниң жавави
- Тән сақлиқ? Зор байлиқ.
- Көп ухлиған, көп ятқан. Аз яшайду.
- Сәвирлик адәм. Көп яшайду.
- Әқилни ишләтмигән. Дөт болиду.
- Апәт болмас үчүн. Муһитни булғашқа.
«Юлтуз» топиниң соали «Үмүт» топиниң жавави
- Әң яхши байлиқ? саламәтлик.
- Пакизлиқ? Адәм зенити.
- Зерикиш. Кесәллик.
- Ишчандин немә қорқиду? Кесәл қорқиду.
- Һорунға немә жуқиду? Кесәл жуқиду.
Оюн ахирида қайси топ көп балл алса шу күчлүк санилиду. Актив қатнашқан оқуғучиларниң билими баһалиниду.
Китаптики қаидини үнлүк оқуп, өзиниң пикри билән селиштуруш. Пеиллар түзүлишигә қарап аддий вә қошма пеиллар болуп иккигә бөлүниду.
Пәқәт бирла сөздин ибарәт болған пеиллар аддий пеил дәп атилиду. Мәсилән: Һава тутулди. Ямғур яғди. Күн чиқти.
Икки яки униңдин ошуқ сөздин түзүлүп, бир мәнани билдүридиған пеил қошма пеил дәп атилиду. Мәсилән: таң атай дәп қалди. самолет учуп кәтти. Һава гүлдүрләшкә башлиди.
Икки топқа айрим-айрим тапшурма берилиду.
«Үмүт» топи: Сүрәтлик карточкилар бойичә икки-үч жүмлә язиду.
«Юлтуз» топи: Соаллиқ карточкиларға жавап язиду.
Чапсан ейт оюни.
«Үмүт» топи аддий пеилға ейтса, «Юлтуз» топи қошма пеилға айландуриду.
«Үмүт» топи «Юлтуз» топи
Чапти. Чепип болди.
Басти. Бесип болди.
Қазди. Қезип болди.
Жиғди. Жиғип борлди.
347-көнүкмә. Чирайлиқ көчирип, чекит орниға пеилларни қой, түрини ениқла.
Мақаллар чепиши.
Мақал-тәмсил дуниясида берилгән мақални еснңларға чүширип, биринчи сөзлирини чақмақларға йезип чиқсаңлар йәнә бир мақал чиқиду.
Һүнәрсиз адәмниң дүмбисигә тикән үнәр.
Адәм туғулған йеридә әзиз, таш чүшкән йеридә әзиз.
Мевисиз дәрәқ ғадийип туриду, адәмләр уни путап туриду.
Дәрәқ мевиси билән, адәм әмгиги билән көзгә чүшиду.
Перфокарта билән иш.
әгәш ти кәт ти
түрүп ши
кәтти ишти
маңди мәс
барди тиму
Бу қайси пеил түри?
Кәлди.
Келип қалди.
Келип қалған еди.
Келип қалған охшайду.
- Йәкүнләш. Тест.
- Пеил немини билдүриду?
а) түрини б) иш-һәрикәтни в) етини г) санни
- Пеилниң соаллири
а) ким? немә? б) қанчә? нәччә? в) немә қилиду? г) қандақ? қайси?
- Аддий пеилни ейт.
а) ойнап жүриду. б) күтиду в) оқуп кәлди
- Өйгә тапшурма 349-көнүкмә. «Бизниң йеза» мавзусиға инша йезиш.