Тәкрарлаш

Дәрисниң  мавзуси: Тәкрарлаш.
Дәрисниң мәхсити.

                                 Билимлик: Оқуғучиларниң өткән дәрисләрдин алған

                                                    билимини пишиғдаш, тәкрарлашқа арналған
һесаплар чиқириш.

                                 Риважландуруш: Оқуғучиларниң логикилиқ ойлаш,

                                                    һесаплаш қабилийитини риважландуруш.

                                 Тәрбийәлик: Оқуғучиларни тапқурлуққа, чапсан ойлашқа,

                                                    Ойини очуқ ейтишқа тәрбийәләш

Дәрисниң типи: чөчәк оюн дәрис
Дәрисниң түри: қелиплаштуруш
Дәрисниң усули: Светофор, ой қозғаш, иссиқ орундуқ,әжайип тапшурма
Дәрисниң көрәклири:слайд, оқушлуқ, тест

                                    Дәрисниң бериши:
І.  Уюштуруш қисми
   1. Оқуғучиларниң  оқуш қураллирини түгәлләш
Психологиялик  тәйярлиқ
    Дәрисни хошал башлайлуқ,
Диққәт билән қарайлуқ.
Қени достлар китап ечип,
Һесап сирин биләйлуқ.

ІІ.Мәхсәт қоюш қисми
Бүгүн,балилар силәр билән математика дәрисидин «Тәкрарлаш»
мавзусиға тохтилимиз.

III.Өй тапшурмисини  сораш
Қени достлар келиңлар,
Кәйни-кәйнидин келиңлар.
Билимиңни тәкшүрәп,
Йешимини тәкшүрәш
Өйгә берилгән тапшурмини еғизчә ейтиду.
№3 4+3=7         5-3=2           10-2=8       2+3=5
8-3=5         7+3=10         6+3=9        7-3=4

 

 

 

  1. Билимини тәкшүрәш қисми.
    «Ой қозғаш» стратегияси
    а) Математикилиқ диктант
    4+3=7 9-5=4
    6+3=9         8-1=7
    ә) Математикилиқ тест
    4+3    9,6,7                   10-3   7,8,9
    6+3    8,9,4                    9-2    5,6,7

Б) Ипадә түз

8                                10

 

Боғусақ чочигидин сәһнилик көрүнүш:
Кәл, тиңшайлуқ чөчәкни
Аңлиған  жанни шат қилсун
Талай қизиқ нәрсини
Мошу йәрдә көрсәтсун

Бурун өткән заманда бир момай билән бовай бопту
Момай билән бовай боғурсақ  пиширидудә, совутуп деризә алдиға қойиду.
Боғурсақ домилап кетиду.

Орман ичидә домулап келиветип, тошқанниң вақирап шеир ейтиватқинини көриду:

  • Билмисәң надан болисән,

Дүшмән қолида қалисән.

Үгинип барлиғини билсәң,

Әқилиң йетип, толисән.

 

Тошқанни боғурсақни көрүп:

  • Боғурсақ мән сени йәймән
  • Боғурсақ: — Яқ, сән мени йемә, мән саңа шеир ейтип беримән, шуни тиңша.

Бовамдинму қачтим,

Момамдинму қачтим.

Тошқан сениңдинму қечип кетимән.

Тошқан: -Һә, боғурсақ сениң шеириң яхши, сән униңдин мениң тапшурмамни орунла.

Боғурсақ: Әнди немә қилимән балилар, силәр маңа ярдәм көрситиңларчу?

 

 

 

 

Тошқанниң тапшурмиси:

№1. 109-бәттики мисални ишләңлар.

Дәптәр билән иш.

23-январь

Синип иши

Шәрти: Нурлан 7, Гүлжаһан 3 гүл соға қилди.

Соали: Барлиғи — ?

Йешилиши: 7+3=10(г)

Жавави: 10гүл

 

Рәхмәт, балилар тошқандинму қутулдурдуңлар.

Әнди боғурсақ келиветип, бөригә учришиду.

№2. 4>               0,1,2,3

Чамақниң орниға тоғра тәңсизлик чиқидиған санларни йезиңлар.

Рәхмәт,  балилар бөридинму қутулдурдуңлар.

 

Сәгәкләндүрүш минути:

Бир қолум, бир – бир қолум,

Бәштин – бәштин он қолум.

Хойма инақ яшайду,

Бирлишип иш башлайду.

 

Боғурсақ йәнә домулап келип, бөлжүргән жиғип жүргән ейиққа учришиду.

Ейиқ: һәй балилар, балилар

Мениңда қизиқ оюн бар.

Қени тәртип сақлайлуқ,

Тиришчанлиқ билән ойнайлуқ.

 

Хатасини тепиңлар, түзүтиңлар.

№4. 6-3=2                     4+3=7

       10-3=6                    5-3=1

Боғурсақ йәнә домулап келиветип, қув түлкигә учришиду.

Кәл балилар ойнайлуқ,

Ойнисақму ойлайлуқ.

Қандақ соал болсиму,

Тапмай уни қоймайлуқ.

 

«Иссиқ орундуқ» стратегияси бойичә қошуш жәдвилини ейт, қошуш, елишқа мисаллар ейтиду.

  1. V. Йәкүнләш қисми:

«Светофор» стратегияси арқилиқ чүшүнүклирини байқаш, баһалаш.

  1. Өйгә тапшурма бериш

 «Әжайип тапшурма» стратегияси

№3. 109-бәт