Көп ханилиқ санларни, қозғилишқа берилгән һесапларни, үлүшләрни , арифметкилиқ әмәлләрни орунлаш бойичә алған билимлирини пишшиқдаш
Дәрисниң мавзуси: Көп ханилиқ санларни, қозғилишқа берилгән һесапларни,
үлүшләрни , арифметкилиқ әмәлләрни орунлаш бойичә алған билимлирини
пишшиқдаш
Дәрисниң мәхсити:
а) Көп ханилиқ санларни, қозғилишқа берилгән һесапларни,
үлүшләрни , арифметкилиқ әмәлләрни орунлаш бойичә алған билимлирини
мустәһкәмләш
ә) Көп ханилиқ санларни, қозғилишқа берилгән һесапларни, үлүшләрни , арифметкилиқ әмәлләрни чапсан ишләшкә, мәсилә һесапларни түзүшкә
адәтләндүрүш.Логикилиқ ойлаш , әстә сақлаш, еғизчә ишләш қабилийәтлирини риважландуруш
б) Санларни дурус йезишқа, дәптәрни дурус пайдилинишқа, жиғинчақлиққа ,
инақлиққа тәрбийиләш
Көрнәкликләр:Жәдвәл, геометриялик шәкилләр, карточкилар, рәңлик сүрәтләр
Дәрисниң бериши
Уюштуруш қисми:
а) Оқуғучиларни түгәлләш
ә)Дәрискә жәлип қилиш
Психологиялик тренинг:
Әссалам алтун күн!
Әссалам көк асман !
Әссалам әзиз достлар!
Әссалам меһманлар!
Дәрисниң мәхситини чүшәндүрүш
Бүгүн биз силәр билән өтүлгән мавзулардин алған билимимизни «Әтияз пәсли» мавзусида аппликация ясаш арқилиқ мустәһкәмләймиз
Тапшурмилар :
1.Күншолисиниңкәйнидикиһесапларниеғизчәишләшарқилиқкүнничаплаш
Һесапларни еғизчә ишләңлар
548+422 820+180
364+136 455+445
2.Тағни ясаш үчүн геометриялик шәкилләрдики тапшурмини орунлаш
Берилгән үчбулуңлуқларни топларға бөлүңлар
- 3. Мәсилә һесапни ишләш арқилиқ дәрәқләрни олтарғузуңлар
1маш. илдамлиғи — 20км/саатиға
2маш. илдамлиғи- 25 км/с
Арилиғи- 90км Вақитни -?тепиңлар
90км:(20км/с+25км) = 2
Жавави:2 саат
4.Гүлләрниң кәйнидики һесапларни ишләш арқилиқ гүлләрни көчириңлар
Х-1025=3240-1020 х+3019 =3019+2221
Х+ 3019=5240 х-1025=2220
Х=5240-3019 х=2220+1025
Х= 2221 х=3245
Сәгитиш пәйти
1,2,3,4,5
Егилимиз оңға бир,
Егилимиз солға бир,
Бешимизни бураймиз,
Дайим яхши оқуймиз.
- Кепинәкләргә ярдәм берәйли
1кг пахта еғирму,
1кг туз еғирму?
- 6. Қушларниңугилиринидәрәқләргәқадаңлар
Берилгән шәкилләрниң периметрини тепиңлар?
Р=3см+3см+2см=8см
Р=3см+3см+3см+3см=12см
Йәкүнләш:Әтиязпәслитоғрисидасоалларға — жавап елиш
Әтияз пәслиниң рәңлик сүрәтлири билән өзлириниң аппликация арқилиқ чаплап ясиған сүритини селиштуруш
Баһалаш
Өйгә тапшурма бериш : №6 һесап 116-бәт
Рефлексия
— Дәрис силәр үчүн қизиқ болдиму?
— Немә чүшәндиңлар ?
— Силәргә бүгүнки дәрис яқтиму?