Жараңлиқ вә жараңсиз тавушлардин аяқлишидиған сөзләргә улинидиған қошумчилар тоғрилиқ чүшәнчә бериш.

Вақти: 14.10.2014ж                                 Тәкшүрүлди______________

26 -дәрис. 

Мавзуси:                 66-70  көнүкмиләр

Мәхсити:           1. Жараңлиқ  вә  жараңсиз  тавушлардин  аяқлишидиған

сөзләргә  улинидиған  қошумчилар  тоғрилиқ  чүшәнчә

бериш.  Көнүкмиләрни мустәқил орунлитиш.

2 .  Оқуғучиларниң  әстә  сақлаш ойини ,  билимини,

риважландуруш.

3 . Оқуғучиларни   мустәқил ишләшкә  тәрбийиләш.

Дәрисниң   түри: Арилаш

Қоллинидиған усул:   Соал-жавап,   чүшәндүрүш,   көрситиш,   оқутуш

Көрнәкликләр: дәрислик,  карточкилар

Дәрисниң бериши:

  1. Уюштуруш қисими: Оқуғучиларни уюштуруш, толуқлаш,  диққитини  жәлип қилиш.

Психологиялиқ тәйярлиқ

Балиларға Б, В, Г, Д һәриплирини тарқитип бериш. Шу алған һәриплири арқилиқ балиларни 4-топқа бөлүш.

1-топ «Б» топи, 2-топ «В» топи, 3-топ «Г» топи, 4-топ «Д» топи.

  1. Өй тапшурмисини  сораш

65-көнүкминиң мәзмунини сораш.

(карточкилар арқилиқ)

«Б» топи:

  1. Йеза йенида немә бар?

«В» топи:

2.Балилар немә қилатти?

«Г» топи:

  1. Икки дост немә тәрди?

«Д»  топи:

  1. Бу қайси пәсил еди?
  2. Өй тапшурмисини  йәкүнләш

Балиларниң бәргән жавалирини толуқлап, фишка арқилиқ баһалап тахтиға чаплайду.

  1. Дәрисниң мәхсити:

-Рус тилидин киргән сөзләргә қошумчиларнин улиниш тәртивини чүшәндүрүш

 

 

 

 

 

 

 

  1. Йеңи дәрис:

«Б» топи:

 

  1. Уйур альфавитида қанчә һәрип бар?

2.Тавушлар нәччигә бөлүниду?

 

 

«В» топи:

 

  1. Созуқ вә үзүк тавушлар дегинимиз немә?
  2. Үзүк тавушлар нәччигә бөлүниду?

«Г» топи:

 

  1. Жараңлиқ үзүк тавушлар дегинимиз немә?
  2. Созуқ тавушлар дегинимиз немә?

«Д» топи:

 

  1. Жараңсиз үзүк тавушлар дегинимиз немә?
  2. Тавуш вә һәрип дегинимиз немә?

Схемини көрситиш арқилиқ балилардин қаидини сораш.

 

Завод-заводта

Клуб-клубтин

Докдад-докладқа

Қаидә:

Б,в,г,д

Жараңлиқ тавушлири билән аяқлашқан рус тилидин киргән сөзләргә жараңсиз тавуштин башланған қошумчә улиниду.

  1. Дәрисни пишшиқдаш

Китап билән иш.  Көнүкмиләр орунлаш

«Б» топи:

67-көнүкмә

Көчирип йезип, жараңлиқ тавушниң астини бир, жараңсиз тавушниң астини икки сизиқ сизиш.

 

 

 

Йеңи чиш щеткиси

Йеңи сетивелинған чиш щеткисини ишлитиштин бурун илман туз сүйигә селип қоюң. Йерим сааттин кейин, уни ишлитишкә болиду. Щетка чидамлиқ һәм юшақ болиду.

«В» топи:

66-көнүкмә Чекитләрниң  орниға қошумчиларни қошуп йезиш

 

Клубта ата-анилар жиғини болди. Докладтин кейин, концерт болди. Һәрбий штабқа меһманлар кәлди. Һәдийәм архив та иләйду. Һаким акам заводта инженер.

 

«Г» топи:

68-көнүкмә Көп чекитләрниң орниға лайиқ һәрипләрни қоюп, жүмлиләрни көчириңлар.

Қайнимиған суда микроб көп. Қапчиғайда чинә заводи бар. Мениң акам һәрбий округта хизмәт қилиду. Оғул балилар бир топ отряд болуп, чөп чепишқа кәтти.

«Б» топи:

70-көнүкмә шеирни ядқа елип әстә сақлап йезиш.

 

Ақ терәк

-Ақ терәк, аппақ терәк,

Биздин сигә ким керәк?

-Ким уни ойлап тапса ,

Һәммисидин шу зерәк.

Сәгәкләндүрүш минути

  1. Йәкүнләш

69-көнүкмә

«Ким тапқур» оюни, бош чақмаққа ойлап һәрип қоюш.

 

Дуб
Клуб
Округ
Устав

 

Микроб
Завод
Штаб
Архив

 

Луғәт билән иш

 

Архив-мұрағат

Клуб-мәдениет үйі                                   отряд-топ

 

 

 

 

 

ҚОШУМЧӘ ТАПШУРМИЛАР

“б”

  1. Униң билән тахтиға язиду
  2. Мал йәйдиған чөп
  3. Йеңи туғулған бала
  4. Бағни пәрвиш қилғучи киши
  5. Белиқ беқиш, белиқ тутуш билән шуғуллинидиған киши

 

б ор
б едә
б овақ
б ағвән
б елиқчи

 

 

 

“в”

  1. Гүл чилайдиған қача
  2. Саат немини көрситиду
  3. Балилар оюниниң түри
  4. Балиларниң яхши өсүши үчүн немә һажәт?

 

 

в аза
в ақит
в әлләй
в итамин

 

 

 

 

 

 

 

“г”

  1. Әң яхши соға.
  2. Қурал – сайман
  3. Өйгә салидиған жабдуқ.
  4. Уйғур авази немә?

 

гүл
г үжәк
гиләм
гезит

 

 

 

 

 

“д”

  1. Нотиларниң биринчиси
  2. Саз әсваплириниң түри
  3. Ағриғанда ичиду
  4. Озуқ – түлүк яки кийим – кечәк сатидиған жай

 

д о
д ап
д ора
д укан

 

1) Қаидә ейтқузуш

  2) баһалаш

  1. Өйгә  тапшурма  бериш:  Һәр топ өзиниң һәрипигә 10 сөз қошучә улап йезип келиду.