Дәрисниң бериши
Математика (дәристин сирт иш-чарә)
Дәрисниң бериши:
I.Уюштуруш қисми: Бүгүнки дәрисимиз алаһидә дәрис, биз математика диярини издәп сәяһәткә чиқимиз.Математика пәнини пәнләр падишаси дәймиз.Мошу пән нәдин чиқти, келәчәктә бизни немигә үгитиду?Сәяһәтниң беришида биз мошу пәнниң давами нәдә, шу тоғрисида чүшүнүк алимиз.Балилар бүгүн биз билимимизни дүгләкләр билән бәлгүләй-миз.Дүгләк –йәр йүзини йорутқан қуяшниң бәлгүсидур.Дүгләкниң рәңги болса көк рәң, чүнки у паравәнлик,течлиқ вә бүйүкликни билдүриду.Бизниң туғимиз һәм шуниң үчүн көк рәңдә,бу рәң биз үчүн муқәддәс.
Дәрисимизни башлаштин бурун икки топқа бөлүнүп олтирайлуқ вә жюри әзалирини сайлап алайлуқ.
а)Сәяһәт қонуни билән тонушимиз
Қанун 1.Сәяһәткә чиқидиған икки автобус тәйярлансун! 2.Сәяһәт беришида қайсу топ тапқурлуқ көрсәтсә шу топ йеңишкә йәтсун! 3.Сәяһәт дәвридә бирлик билән өмлүк силәргә яр болсун!
|
1-бекәт Тирнақлар бекити
(60-20)+50=90 90-(30+40)=20
(70-30)+20=60 80-(20+50)=10
(60-30)+50=80 70-(20+10)=40
2-бекәт Тапқурлар бекити
- 2,3,5 санлирини пайдилинип, мәнаси 4кә тәң ипадиләрни йезиңлар. Нәччә ипадә яздиңлар?
2+2=4 3+3-2=4
5-3+2=4 2+5-3=4
- Қанунийлиқларни тепиңлар.
3 | 5 | 35 | 53 | 33 | 55
|
4 | 9 | 49 | 94 | 44 | 99 |
7 | 5 | 75 | 57 | 77 | 55 |
2 | 1 | 21 | 12 | 22 | 11 |
3.Берилгән чекитләр арқилиқ сунуқ сизиқ жүргүзүп,чоң квадратни тәң икки қисимға бөлүңлар.
3-бекәт Санлар шәһәрчиси
- Санлар шәһәрчисидә берилгән санларниң тағ санлирини өсүш тәртиви билән, жүп санларни кемиш тәртиви билән язиду.
2.Дәм елиш минути
4-бекәт Бәлгүсиз бекәт
×+4=10 а-6=4
5-бекәт Әхбарат дияри
Балилар ,жәдвалда берилгән һесапларниң жаваплириға мувапиқ һәрипләр берилгән . Уларни өз орунлириға тизип чиқсаңлар әхбарат диярини таписиләр.
8 | 5 | 7 | 9 | 4 | 2 | 0 | 6 | 11 |
к | о | м | п | ь | ю | т | е | Р |
4+2+2=8(к) 9-2+2=9(п) 10-9-1=0(т)
0+3+2=5(о) 14-10=(ь) 6- 5+5=6(е)
3+4+0=7(м) 10-8=2(ю) 8+3=11(р)
Балилар,бизниң келәчигимиз вә мошу оқуватқан математика пәниниң давами компьютерда екән.Демәк, компьютер-әхбарат дияри,шуниң үчүн компьютерни яхши билишимиз керәк.
Әнди қайси топниң ғалип чиққанлиғи тоғрисида жюри әзалири ейтип бәрсун.Баһалиримизни елип сәяһәттин қайтайли.