Оқыту ұйғыр, өзбек, тәжік тілдерінде жүргізілетін жалпы орта білім беру деңгейінің «Тіл және әдебиет» білім саласы пәндерінің ОҚУ БАҒДАРЛАМАЛАРЫ (10– 11-сыныптар)
Оқыту ұйғыр, өзбек, тәжік тілдерінде жүргізілетін жалпы орта
білім беру деңгейінің
«Тіл және әдебиет» білім саласы пәндерінің
ОҚУ БАҒДАРЛАМАЛАРЫ
(10– 11-сыныптар)
«Ұйғыр тілі» пәнінен оқу бағдарламасы
(қоғамдық-гуманитарлық бағыт)
- Уқтурушнамә
- Умумий билим беридиған мәктәпниң «Уйғур тили» ( ижтимаий-гуманитарлиқ йөнилиш) пәни бойичә оқутуш Қазақстан Жумһурийити Һөкүмитиниң 2012-жилниң 23-августтики № 1080 қарари билән бәкитилгән оттура билим беришниң (башланғуч, асасий оттура, умумий оттура билим бериш) Мәзкүр йөнилиштә тил материаллири арқилиқ миллий мәдәнийәтни, урпи-адәтни вә әнъәниләрни үгиниш асасий диққәт нәзәридә болди. Аталған саһалар бойичә өтүлидиған мавзулар мәзмуни, тапшурмилири мүмкин қәдәр қериндаш қазақ мәдәнийити, урпи-адәтлири вә әнънилри билән селиштурулуп, улардики ортақлиқлар, йеқинлиқларни алаһидә тәкитләп бериш мәхсәт қилинди.
- Уйғур тили пәнини оқутушниң мәхсити:
1) уйғур мәктәплириниң 10-11–синиплири үчүн ижтимаий- гуманитарлиқ йөнилиш бойичә уйғур тилидин түзүлгән бу программа мәктәп оқуғучилириниң билимини кәңәйтишни, ана тилини сөйүшни, ана тилиға болған һөрмитини ашурушни мәхсәт қилиду.
2) уйғур тилини оқутушниң асасий мәхсити- ана тили һәққидә билимини мукәммәлләштүрүш, оқуғучиларниң коммуникативлиқ көнүкүшини, маһаритини ашуруш, өз ой –пикрини һәр хил шараитларда әдәбий тилда әркин изһар қилишни билиш, саватлиқ йезишқа үгитиш, нутуқниң еғизчә вә язма чүшәнчилирини билиш.
- уйғур тили пәнини оқутушниң вәзипилири:
1) саватлиқ сөзләш һәм йезиш үчүн һазирқи заман уйғур әдәбий тилиниң тәләппуз вә имла қаидилирини билишниң муһимлиғини;
- нутуқ этикетиниң миллий мәдәнийәтниң тилдики бир көрүнүши екәнлигини;
- тил тарихиниң милләт тарихи билән мунасивитиниң мәлум дәрижидә кирмә сөзләрдә әкис етидиғанлиғини;
- кирмә сөзләрниң уйғур тилиниң луғәт байлиғидики орнини;
- кирмә сөзләрниң өзлишиш вә өзгириш тарихи вә алаһидиликлирини;
- уйғурларниң луғәтчилик тарихини;
Маһмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» намлиқ әмгигиниң түзүлүшини, униңдики сөзләрниң