Оқыту ұйғыр, өзбек, тәжік тілдерінде жүргізілетін бастауыш білім беру деңгейінің «Тіл және әдебиет» білім саласы пәндерінің ОҚУ БАҒДАРЛАМАЛАРЫ (1– 4-сыныптар)

Оқыту ұйғыр, өзбек, тәжік тілдерінде жүргізілетін бастауыш
білім беру деңгейінің

«Тіл және әдебиет»  білім саласы пәндерінің

 

ОҚУ БАҒДАРЛАМАЛАРЫ

(1– 4-сыныптар)

 

 

«Сауат ашу (оқу, жазу)» пәнінен оқу бағдарламасы

(оқыту ұйғыр тілінде)

 

  1. Уқтурушнамә

 

  1. Умумий билим беридиған мәктәпниң «Сават ечиш» пәни бойичә оқутуш Қазақстан Жумһурийити Һөкүмитиниң 2012-жилниң 23-августтики № 1080 қарари билән бәкитилгән оттура билим беришниң (башланғуч, асасий оттура, умумий оттура билим бериш) Дөләтлик умумға мәжбурий билим бериш стандартиниң асасида әмәлгә ашурулиду.
  2. Сават ечишниң асасий мәхсити:

1) оқуш адәтлиригә асаслинип, фонетикилиқ аңлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш;

2) тавушларни аҗритишни билиш;

3) һәрипниң язма түрини йезиш;

4) һәрипләрни тонуш, саватлиқ йезиш адәтлирини қелиплаштуруш;

5) өз алдиға оқушқа, йезишқа адәтләндүрүш;

6) боғумға бөлүп, андин сөзни туташ, җүмлини, мәтинни оқушни билиш;

7) китап оқушқа болған қизиқишини ашуруш;

8) оқуш һәм саватлиқ йезишни билиш;

9) сөзниң тавушлуқ тәркивини билиш;

10) еғизчә сөзләшни үгитиш арқилиқ әмәлгә ашуруш.

  1. Сават ечишта төвәндики вәзипиләр әмәлгә ашурулиду:

1) балиларниң яш алаһидилигигә көңүл бөлүш;

2) оқутуш принциплирини башчилиққа елиш;

3) сөзләш нутқиниң тавушлуқ алаһидиликлирини өзләштүрүш, йеңи сөздики тавушларни дурус тәләппуз қилишқа үгитиш;

4) боғумлап оқуш усули арқилиқ сөзни туташ оқушқа интилдүрүш;

5) тавушларни һәрипләр билән дурус бәлгүләшкә, йезишқа, сөз ичидики бағлиниш усуллирини сақлап, сөзләрни туташ йезишқа үгитиш;

6) йезиш тәләплирини орунлаш;

7) балиларниң сөзләш нутқини, бағлаштуруп сөзлишини риваҗландуруш.

  1. «Сават ечиш» пәни бойичә оқуш жүклимиси башланғуч билим беришниң базислиқ оқуш плани асасида оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған типлиқ оқуш планида өз әксини тапқан. «Сават ечиш» пәни билим беридиған асасий программида асасида әмәлгә ашурулиду. Базислиқ оқуш планида 1-синип үчүн һәптисигә 7 сааттин, жилиға 231 саат берилгән.
  2. «Сават ечиш» пәнини оқутуш үч дәвир бойичә елип берилиду:

1) елипбәгичә болған дәвир – 28 саат;

2) елипбә дәври – 98 саат;

3) елипбәдин кейинки дәвир – 105 саат.

  1. Интеграцияләнгән (оқуш һәм йезиш) «Сават ечиш» пәниниң мәзмуни икки дәрис мүҗәссәмләнгән: биринчи йерим жиллиқта – «Елипбә» дәрислиги, иккинчи йерим жиллиқта – «Ана тили» дәрислиги:

1) елипбәгичә болған дәвир: сөзниң тавушлуқ тәркивини байқашни билиш; бармақлирини йезишқа тәйярлаш (һәр хил сизиқлар, нәқишләр билән тамғилар сизиш); тил байлиғини ашуруш; бағлинишлиқ сөзләшкә үгитиш;

2) елипбә дәври: һәрипләрниң басма һәм язма түрлири, баш һәрип билән кичик һәрип; сөзниң тавушлуқ-боғумлуқ тәркивини модельлаш, сөзни боғумға бөлүп оқуш һәм туташ сөз билән оқуш; җүмлиләрни, мәтинләрни оқуш, һәрипләрни йезиш, сөз ичидики һәрипләрни бир-бири билән дурус қошуп йезиш; сөз, җүмлә йезиш; мәтин билән иш елип (соалларға җавап бериш, оқуғанни сөзләп бериш, мәтин қураштуруш);

3) елипбәдин кейинки дәвир: сөз, җүмлә, мәтин оқуш һәм йезиш; созуқ вә үзүк тавушлар, сөз түркүмлири һәққидә дәсләпки грамматикилиқ чүшәнчилирини өзләштүрүш (нәрсиниң намини, һәрикитини, сүпити, санини билдүридиған сөзләр) җүмлиниң биринчи сөзини баш һәрип билән йезиш, киши атлири, йәр-су намлири һәм өй һайванатлириға қоюлидиған атларни баш һәрип билән йезиш. Сават ечиш дәвридә көчирип йезиш, һәрип, боғум, сөз диктантлири охшаш язма ишлар жүргизилиду. Биринчи йерим жиллиқта муәллимниң ихтияри бойичә һәр бир дәристә