Әмгәкниң нени татлиқ
21.02.2015ж | Өзини-өзи тонуш 3-синип | ||
Дәрисниң мавзуси: | Әмгәкниң нени татлиқ | ||
Дәрисниң мәхсити:
| Балиларға әмгәк тоғрисида билим бериш арқилиқ әмгәкниң қир-сирлирини үгитиш. | ||
Оқутуш нәтижиси: | Әмгәк тоғрисида билим берип, постер билән ишләш арқилиқ балилариниң ойлаш қабилийитини риважландуруп әмгәккә тәрбийәләш. | ||
Әхбаратлиқ қураллар | Үналғу, рәңлик бояқлар, дәрислик | ||
1. Уюштуруш 2. Дәрисниң бериши 3. Өйгә тапшурма 4. Рефлексия | |||
Блум таксоно-мияси | Муәллимниң иш-һәрикити | Оқуғучиниң иш-һәрикити | |
Билим 10минут | Уюуштуруш қисми
Тиничлиқ пәйти
Бәдәнлиримизни түзәп тик олтиримиз. Қолумизни тизимизға қоюп тиңшаймиз. Күн нури. Күн нури асманға егиз көтирилип өз нурини пүткүл жаһанға таратти. Күн нури үстимиздин өтүп тән-тенимизға тарап кәтти. Күн нуриниң иссиқ тәптини сезиватамсиләр? Күн нури сизниң қоллириңизға чүшүватиду. Қолимиз пәқәт яхши ишларни қилип барчиға ярдәм қилиду. Мошу нур үзимизгә чүшиватиду. Үзимиз пәқәт хошаллиқларни беғишлайду. Қуяш путлиримизға тариди. Путлиримизму пәқәт яхши йәрләргә апириду. Мошу күн нурини достлиримизға, ата-анилиримизға, устазлиримизға беғишлайли. Мошу қуяш нуруни жүрүгиңизгә орунлаштуруң. Мән қуяш охшаш барлиқ нәрсиләргә яхшилиқ қилимән дәп көзимизниачимиз.
Қени һәммимиз тахтиға чиқип берилгән фигурилар арқилиқ топқа бөлүниду. — Топи 1. Данишмән ата меһманда 2. Севәткә алмилар жиғиш |
Диққәт қоюп тиңшаш.
Қуяш нуриниң тәптини сезиниш
, -фигурилар бойичә топқа бөлүнүп олтириду | |
Чүшиниш 10минут
| Өткән мавзу 1. «Бәхит, байлиқ, билимлик» сәһниләш 2. Мавзу бойичә соаллар бериш 3. Өй тапшурмисини йәкүнләп чиқиш | Сәһниләп көрситип чиқиду
Соалларға жавап елиниду | |
Қоллиниш 10минут
| Йеңи дәрис: Әмгәкниң нени татлиқ 1. Әмгигиң қаттиқ болса, йегиниң татлиқ болар Хәлиқ мақали | Мақалниң мәзмунини ечип, постер билән ишләйду
| |
Талқилаш 5минут | 2. Постер билән иш:
1 топ Нан дәстиханға қандақ келиду? 2топ қандақ әмгәк қураллири бар?
Һәр адәм әмгигиниң нәтижисини көргәндә чоң хошаллиқ сезимдә болиду. Һәр кимгә өз әмгиги билән кәлгән нәрсә иссиқ вә қиммәт. «Әмгигиң қаттиқ болса, йегиниң татлиқ болар» дегән мошуниңдин чиққан. |
Сүрәт селиш, өз ойлирини йәткүзүш, постерни қорғаш
| |
Топлаш (синтез.) 5минут (видеоролик) | Әнди һәммимиз әмгәк тоғрисида видеороликқа нәзәр авдурайли. 1. Видеороликтин немини байқидиңлар? 2. Чүмүлиләр әң ишләмчан, бу видеоролик бизни немигә тәрбийәләватиду? | Видеоролоикни диққәт билән көрүш Әмгәк (чүмүлиләрниң иш-һәрикити) Әмгәк қилишқә тәрбийәләватиду | |
Топ билән нахша ейтиш | Нахша «Дәстихан» | Нахшини чирайлиқ, йеқимлиқ орунлаш | |
Бәкитиш | 1. Грузин хәлиқ чөчиги «Әмгәк билән тапқин тийин» тиңшитиш
2. Мақал тәмсилләрни давамлаштуруш
… билән әр көкирәр, … билән йәр көкирәр.
Һорунға һойлидики суму …
Һорунниң атисима, анисима …
Ишлигәнниң үзи, … үзи чоруқ
… қилсаң еринмә, һорунлуққа берилмә
… иштәй ачар
|
Көп чекитниң орниға сөзни қоюп оқуп чиқиш Әмгәк Әмгәк
Жирақ
Уйқа
Ишлимигәнниң
Әмгәк
Иш
| |
Өйгә тапшурма бериш | Өйгә бәт 113, «Майлай тәр» оқуп сөзләш
Дәптәрдә берилгән тапшурмини орунлаш | Өз алдиға ишләш | |
Баһалаш | Дәрисниң бешида берилгән севәтләргә жиққан алмилирини һесаплап, соғатлар тапшуруш | Формативлиқ баһалаш | |
Рефлексия 1минут | Смайликларни тахтиға илип қоюп дәрискә көңли толған, толмиғанлиғини ениқлаш
Барлиғимиз бирликтә Һорунлуққа берилмәйли Дайим алда болайли Әмгәкчан болуп өсәйли
Данишмән атиниң соғусини тапшуруп тәнәпусқа чиқиду | Смайликларниң астиға пикирлирини чаплаш
Бир-биригә тиләк ейтиду | |