«Орманға саяһәт»

Мәктәп алди тәйярлиқ

Дәрисниң мавзуси:   «Орманға саяһәт»

Дәрисниң мәхсити:  Тәбиәт адәмниң әмгәк етип, өмүр сүридиған дуния екәнлигини балиларға үгитиш, ормандики өсүмлүкләр вә жаниварлар билән тонуштуруш

Тәбиәткә ғәмхорлуқни күчәйтип, уни гүлләндүрүш һәр бир адәмниң вәзиписи екәнлигини балиларниң аң-сәвийәсигә йәткүзүш

Мавзу бойичә әтраплиқ , чоңқур билим бериш билән биллә тил байлиғини ашурушқа, тәбиәткә болған меһир-муһәббитини ойғитип, уни қоғдашқа тәрбийиләш

Қоллинидиған көрнәклиги: сүрәтләр, карточкилар, тепишмақлар, слайд,мақаллар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш:   Балиларни дәрискә тәйярлаш.

Зилва қоңғурақ челинди

Биздә  дәрис башланди.

-Бүгүн  қайси күн?

— һава райи қандақ?

ІІ. Дәрисниң мәхсити вә мавзуси ейтилиду. (тахтида жаниварлар ,қушлар тоғрисида плакатлар)

Диққәт қоюп тиңшаңлар, дәристә силәрниң билимиңларни оюн, логикилиқ һесаплар, тепишмақлар арқилиқ ениқлаймиз. Тоғра жавап бәргән балиларға фишка берилиду, ким көп фишка алса шулар соға алалайду,

Тахтиға қараңлар, немә көрүп турисиләр?

-Балилар бүгүн биз орманға сәяһәткә баримиз.

— Орман дегән қандақ йәр?

-Орман дегән бүк-барақсан, дәрәқләр қелин өскән жай.

Әл башчиси Н.Ә. Назарбаевниң сөзидә (Қазақстан 2030программисида) тәбиәтни қоғдашниң әһмийитигә алаһидә көңүл бөлгән.Дәрәқ тикиш , көк чимәнликләрни өсүрүш һажжәт дегән.биз шу орманға сәяһәткә берип көрәйли. Автобусқа олтурайли «Ерән чатқаллиғиға » барайлийол тәртивини сақлаңлар, тизип қойған орундуқларға олтуруңлар! Диққәт қилип тиңшаңлар.

«Адәм тәбиәт пәрзәнди, тәбиәт адәмни бақиду», «Йәр –ғәзнә, су-алтун, мал байлиқ». Йәватқан тамақ, ичиватқан дора , кийинидиған кийим, һава, су, йәр тәбиәтниң адәмгә қилған соғиси. Өзидә барини адәмгә, һайванатқа бериду.

Биз тәбиәтниң әркин пәрзәнди,

Меһригә бөләп бақти пәпиләп.

Дилға яяхшилиқ уруғин тәрди,

Шадиман өстуқ әркин әркиләп.

 

Орманға йетип кәлдуқ,сәпкә тизилип чирайлиқ чүшүңлар.Қазақстанниң тәбиити  гөзәл, униң егиз тағлири, сүзүк сулириниң сехирлиғи дәл-дәрәқлири есил.

Қандақ дәрәқләр өсүдекән?(сүрәтләр арқилиқ соал- жавап)

-Қейин, ирән, арча, қариғай, тал, терәк…

Балилар, тиңшаңлара, һәр хил авазлар чиқиватиду. Қушлар билән жаниварлар

Маканлайду  орманда ,

Шуларға арнап ясалған.

Әмәсму қоруқлар.

Қоруқ өзи бәк гөзәл

Таза  һава, таза су.

Ойнайду жаниварлар ,

Көк чимәнниң үстидә,

Қушлар учуп жүриду

Төмүр охшаш путлирим

Худди  полат амбурдәк

Қонувалсам дәрәққә,

Қурут болар пай-петәк.

Қурут чүшкән дәрәқни,

Чоқлап сақ елип қалдим.

Шуңа орман дохтури,

Төмүр тумшуқ аталдим.                     (үнини аңлап. туқ-туқ-туқ)

Қонувелип дәрәққә

Сайриғиним –сайриған.

Өз етимни тәкрарлап,

Яйриғиним- яйриған

Етивәрсәм  етимни,

Мақтанчақкән демигин.

Макани  йоқ мусапир,

Дәп сән ғәмму йемигин.

(Как-кук)

Мени һәммә қарға дәр,

Өй саламсән сайға дәр.

Йетилгәндә қанитиң,

Чиқаламсән айға дәр.

Сайға өйму саламсән,

Айни  арзу әтмәймән.

Қиш болсиму бирақта,                                                                                                                                                                                                                           Жутни  ташлап кәтмәймән.     (кар-кар)

Дәм елиш минути

Қалиғач ғач-ғач,

Ишигиңни ач-ач

Ишигиңни ачмисаң

Түңлигиңдин киримән,

Соғ ешиңни ичимән.

Ичип -ичип қачимән,

ІІІ. «Бәйгә оюнға қатнишимән».

Ким чапсан , илдам соалларға жавап бериду, фишкиларни алиду.

  1. Адәмләр немә үчүн сөзлишиду?
  2. Сөз немидин туриду?
  3. Тавушлар қандақ болиду?
  4. Созуқ тавушларни  ата!
  5. Созуқ тавуш билән үзүк тавушниң айримчилиғи?
  6. «А» тавушиға сөз ойла?
  7. Сөзләр қандақ һәрип билән башлиниду?
  8. Һәрип билән тавушниң айримчилиғи?
  9. Сөздә қанчә боғум бар?(нан, ат, дәптәр, парта, тахта,қериндаш,балилар )
  10. «Т» тавушиға сөз ойла !

ІV Оюн «Полиглот». Кубиклардики  һәрипләрни пайдилинип, қисқа сөзләрни, боғумларни қураштуруш.

Көз         нан                 тал                      су               һава              таш

Дунияда қушларниң түри көп. Лекин уларниң нурғуни иссиқ жайларни маканлайду.

Қазақстанда аз учрайдиған қушлар «Қизил китапта»  тиркәлгән.

Есиңларда болсун!  Қушниң тухумини алмаңлар,угисини бузмаңлар! Уга ясап бериңлар! Дәрәқләрниң йопурмақлири

чүшүп аз қапту .

Тепишмақларни  тапайли:

Қар үстидә жүриду,соғни зади билмәйду,

Юмшақ қар ичидә, дайим сәкрәп ойнайду

(тошқан охшаш балилар сәкрәйду)

Рәңги қоңур -сериқ ,

Һәсәлгә шундақ имрақ

Өзи   болса ич-маймақ. ( ейиқ охшашмеңиш       )

1.Кичиккинә бойи бар

Тәтүр кийгән тони бар?

  1. Мөшүккә охшайду, адәмдин қорқмайду?
  2. Тоху көрсә яйриған,

Чишлирини  қайриған.

Үзидә йеғип күлкә,

Жүриватқан у т…..

Балилар , һайванатлар бизгә йәнә тапшурма йезип қоюпту.                                                                                                                                                 V Логикилиқ оюн,  «Ойлан тап»

Дәм елиш минути

Ормандики ейиқниң,

Бөлжүргини көп екән.

Қени терип алайли,

Халтимизға  салайли.

Рәхмәт  ейтип орманға,

Автобусқа олтирайли,

Йезимизға қайтайли.

Балилар орманда  немә қилдуқ? Дурус, ярайсиләр орманда яшаватқан жаниварлар, өсүмлүкләр  билән

тонуштуқ. Тапшурмиларни орунлидуқ.

Тәбиәтни күтүңлар , көчәтләрни тикип, суларни булғимай, әхләт ташлимаңлар.

«Бир тал кәссәң, он тал тик»,     Таза һава-тәнгә дава          Әмгәк қилсаң еринмә       Һорунлуққа берилмә..

VІ. Оюн «Пәләмпәй»

6+2

5-2

4+1

2+4

Фишкиларни санайли,соғиларни алайли. Балиларниң билимлирини пишшиқдаш, рәғбәтләндүрүш.

VІІ. Дәм елиш