Турақлиқ токниң можут болуш шәртлири
Дәрисниң мавзуси: Турақлиқ токниң можут болуш шәртлири
Дәрисниң мәхсити: І.Оқуғучилар мавзуға бағлиқ чүшиникләрни
қелиплаштуриду.Өз ойлирини очуқ ейтишқа үгиниду.
ІІ.Ойлаш,әстә сақлаш қабилийәтлири риважландуруш.
ІІІ.Алған билимини турмушта пайдилина билишкә,
техника бехәтәрлик қаидилиригә риайә
қилишқа тәрбийәләш.
Дәрис типи: Йеңи мавзуни өзләштүрүш
Дәрис түри: Қелиплашқан.
Қоллинидиған усуллар: «Топ билән иш». «Мәтин билән иш» алгоритми.
Дәрис көрнәклиги: Интерактивлиқ тахта, электрометр, Һәр түрлүк металл
симлар, ток истимал қилғучилар.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш.Оқуғучиларни топқа бөлүвелиш «I топ », «II топ».Икки топниң бир-биригә тиләкләр ейтқузуш.
ІІ.Дәрис эпиграфи: «Оқушсиз билим йоқ- физикисиз күнүң йоқ» арқилиқ дәрис мәхсити билән тонуштуруш.
ІІІ.Йеңи мавзуни өзләштүрүш: «Мәтин билән иш» алгоритми бойичә постер билән иш елип бариду.
А) Топтики оқуғучиларға мавзу бөлүнүп берилиду:
І топ
- электр токи қайси йәрдин келип чиққан?
- электр мәйданидики өткүзгүчләр дәп? .
ІІ топ
- Ток күчи дәп?
- Ток мәнбәси дәп?
Ә) Топтики оқуғучиларни «Мәтин билән иш» алгоритми билән тонуштуруш:
- Мәтинни оқуп чиқиңлар
2.Чүшиниксиз сөзләрни ениқлаңлар (Термин сөзләр билән иш) Дәптәрлиригә термин сөзләрни яздуруш.
3.Мәтингә бағлиқ постер билән иш елип бариду.
Постер қоғдаш үчүн төвәндики берилгән алгоритмни қоллиниңлар:
(Һәр икки топқа берилиду)
Ениқлимиси.
Қоллинилиши
Хусусийити
Пайдиси вә зийини
ІҮ Мавзу бойичә чүшинигин ениқлаш:
Һәр бир топ бөлүм бойичә 3 соалдин түзиду.Соалларға жавап елиш арқилиқ чүшинигини ениқлайду.
Ү.Бәкитиш вә баһалаш Тест усули арқилиқ давамлишиду.
1.Электр токини тошиғучилар болуп…. санилиду?
а) электронлар
б) магнитлар
в) зарядлар
- Электронниң заряди қанчигә тәң?…
а) е=1.6*10-19Кл
б) Дж*кг
в) m=N*m
- Ток мәнбәсигә қандақ элементлар ятиду?
а) аккумулятор
б) қошулидиған симлар
в) Вольт
- Өткүзгүчтә ток маңғанда электронлар ……
а) рәтлиниду
б) тарилиду
в) тарилиш мәйдани йүз бериду
- Электр токини әң яхши өткүзгүчи болуп ….. санилиду.
а) мис
б) полат
в) алюминий
ҮІ Өйгә тапшурма: §9.1 оқуп келиш
Рефлексия смайликлар
Сиртқи баһалаш
Топ нами | Мәтин билән иш | Постер қоғдаш | Соал-жавап | тест | Нәтижә баһа |
1-топ
| .
| ||||
2-топ |
10-11 «5»
8-10 «4»
5-7 «3»