5 кә көпәйтиш вә бөлүш жәдвили
Дәрис мавзуси: 5 кә көпәйтиш вә бөлүш жәдвили
Дәрис мәхсити:
а)Жәдваллик көпәйтиш йәни бөлүш қаидилирини қайтилаш арқилиқ 5 кә көпәйтиш вә бөлүшни үгитиш
Ә)оқуғучиларниң ойлаш,әстә сақлаш,өз алдиға ишләш, еғизчә һесаплаш қабилийитини риважландуруш,
Б)Башқиларни тиңшап,өз ойини әркин ейтишқа , диққәтликкә тәрбийиләш
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш,соал-жавап,ой қозғаш
Қоллинидиған көрнәклик: слайд
Қоллинидиған технология: интерактивлиқ тахта
Дәрис типи : йеңи мавзуни өзләштүрүш
Дәрисниң бериши:
1.Уюштуруш қисим:
Психологиялик минут:
Қени балилар көзлиримизни жумимиз,күлимиз,көзлиримизни ачимиз жүрәклиримиз дурус ишләп бериши үчүн сол гәвдимизни силаймиз; башлиримиз яхши ишлисун дәп башлиримизни силаймиз; чирайлиқ йезиш үчүш оң қолимизни силаймиз; әнди бурулимиз,хошнилиримизға қарап күлимиз, уларға утуқларни тиләймиз.
-Силәрниң партилириңларда икки сүрәт туриду күн билән қара булут
-кимниң кәйпияти қандақ ?
2.Мәхсәт қоюш басқучи:
«Билим падишалиғида аләмни һәйран қалдуридиған сарай бар екән.У йәрдә әқиллик, билимлик математика туридекән.Математика өз сарайиға оқумайдиғанларни, һорунларни киргүзмәйдекән.
Әнди әқиллик вә билимлик сарайниң қулупини өзлириниң қабилийити балән ачидекән»
-Шу математика сарайиниң ишигини ачидиғанға бизниң қабилийитимиз йетәмду өзимизни синап көрәйли
Мана шу ишикни ечиш үчүн биз чөчәкләрдики учидиған гиләм яки гиләм- самолет билән сәпәргә чиқимиз( ковер-самолет, ұшқыш кілем ) Чөчәкләр елини арилап өтимиз. Китаплиримизниң 101- бәт ,56-дәрисини ачимиз.(1- слайд)
- Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
№1
-Бу йәрдә немишкә 5кә көпәйтиш жәдвили бәштин башлиниватиду?
2) математикилиқ диктант( жававинила язимиз)
2∙5=10
3∙5=15
4∙5=20
5∙4=20
5∙3=15
5∙2=10
10:2=5
15:3=5
20:4=5
Китап билән иш:
-Биз учуп кетип бовайни көриватимиз, бу бовай немә қилип олтириду?(2-слайд)
Бовайниң белиқлирини санап көрәйличу
Бовай қармақни бир салғинида 5 белиқ тутупту
-Мошундақ 5 қетим тутупту(5+5+5+5+5)
5+5+5+5+5+5
5+5+5+5+5+5+5
5+5+5+5+5+5+5+5
5+5+5+5+5+5+5+5+5
5+5+5+5+5+5+5+5+5+5 (3-слайд)
Буни момай санап көрүпту.
5∙5=5+5+5+5+5 5∙5=25
5∙6=5+5+5+5+5+5 5∙6=30
5∙7=5+5+5+5+5+5+5 5∙7=35
5∙8=5+5+5+5+5+5+5+5 5∙8=40
5∙9=5+5+5+5+5+5+5+5+5 5∙9=45(3-слайд)
Көпәйтминиң мәнаси қандақ тепилған?
5∙5 көпәйтиш дегинимиз 5ни 5қетим қошуш дегинимиз,
5∙6 денимиз 5ни 6 қетим қошуш дегинимиз.
-Қайси әмәл қолайлиқ
№2.Көпәйтиш жәдвили қандақ қурулған қарап көрәйлуқ.
6∙5=5∙6
7∙5=5∙7
8∙5=5∙8
9∙5=5∙9 (4-слайд)
-Қени немә байқидуқ?
-Қандақ қаидини билимиз, әскә чүширәйли №3. Дәптәр билән иш
5кә көпәйтиш жәдвилини аяқлаштуруңлар
Балилар дәптәрлиригә язиду
5∙5=25
5∙6=30
5∙7=35
5∙8=40
5∙9=45
6∙5=30
7∙5=35
8∙5=40
9∙5=45
Қени өз гилимимизгә олтирайли.Учуп кетип баримиз немини көриватимиз
(пақа билән ғазлар).
-Бу қайси чөчәк? (махтанчақ пақа)
Пақа ғазлардин елип кетишини сорайду ,бирақ ғазлар силәргә бир тапшурма берипту
№4.Еғизчә орунлаш. Бөлүшкә әкси әмәл.
Схемини пайдилинип қураштур (10 : 5= 2 2 ∙ 5 = 10)
-Бу қаидини ким ейтип бериду
25:5=5 сәвәви 5∙5=25
30:5=6 сәвәви 6∙5=30
35:5=7 сәвәви 7∙5=35
40:5=8 сәвәви 8∙5=35
45:5= 9 сәвәви 9∙5=40 (5-слайд)
Сәгәһләндүрүш минути
- Йеңи дәристә чүшәнгинини тәкшүрүш
№5 Карточка билән иш
№6 «Ойлан тап» оюни. Еғизчә орунлаш.(6-слайд)
-Қени һәммимиз гилимимизгә олтирайли учуп маңсақ алдимизда дукан туриду.Һәмимиз дуканға кирип чиқип кетәйли
№7
- Қоғунниң массиси 5кг.Мошундақ 7 қоғунниң массиси нәччә ?
-Немә бәлгүлүк ?(бир қоғунниң массиси)
-Немә бәлгүсиз ?(7 қоғунниң массиси)
-Қандақ тапимиз? 5∙7=35
-Қени әнди гилимимиздә учуп кетип берип. Кичиккинә қизни көрүп қалдуқ.
-Бу ким?(Дюймовочка)
-Бу қиз қәйәрдә пәйда болған .(йопурмақниң ичидә)
Қени һазир шу қизға чиқишқа ярдәм беримиз.(7-слайд)
№8 һәр бир йопурмақни елип орунлайду
656-98=558
306+87=393
300:100=3
40∙7-40∙5=280-200=80
(354+636)-920=990-920=70
№10
-Балилар мону йәрдә бир момай олтарғандәк.
-Қени бу қандақ момай(Бәтбәшәр момай )Биз оқуштин өткән чөчәкләрдә қайси чөчәктә учришиду?(Әқиллик Патимә)
-Қени маңа мону һесапни йешип бериңлар дәйду.
-Һесапниң немиси болиду?
Колаш керәк-һәр бәлдиңгә-2 ора
Чүшкичә-6 бәлдиң
Чүштин кейин-4 бәлдиң
Колиди-? ора
Й:(6+4)∙2=10∙2=20
Ж: колиди-20 ора (8-слайд)
№11 .Қалдуқ билән бөлүш вә уни тәкшүрүш
-Карлсон немини яхши көрәтти?
-Кимниң ванье йегиси келиду?
6:5=1(қ1) 1∙5+1=6
7:5=1(қ2) 1∙5+2=7
8:5=1(қ3) 1∙5+3=8
9:5=1(қ4) 1∙5+4=9
11:5=2(қ1) 2∙5+1=11
12:5=2(қ2) 2∙5+2=12
№12.Учуп меңип төвәндә немини көриватимиз?
-Шәртини оқуймиз
Төртбулуң билән булуң
Чәмбәр билән әгир сизиқ
Төртбулуң билән квадрат
Р=1cм∙4=4см (9-слайд)
5.йәкүнләш қисим
-Бизниң алдимиздики сарай алдида Математика периштәси бизни күтүп турупту.у бизгә рази .
-Қандақ тапшурмиларни орунлидиңлар?
-Немә үгәндиңлар?
Мана бу сарайниң ичигә кирип көрәйли
Кейинки дәристә биз санниң бөлиги дегән мавзу өтимиз(10-слайд)
-Мана бизниң сәяһитимиз аяқлишип қалди.Мошу тапшурмиларни орунлиғичә әжайип дәрәқ өсүп чиқипту у «йеңиш дәриғи»
Партилириңлардайешил, қизил йопурмақлар бар.
Дәрис силәргә қизиқ өтүлсә-йешил
Әгәрдә бир йеридә зерикип қалсаңлар-сериқ
Әгәрдә һеч нәрсә үгәнмигән болсаңлар-қизил йопурмақларни елип мошу дәриғимизгә чаплаймиз.
Балилар билимлирини баһалаш
6.Өйгә тапшурма бериш
103-бәт №10 (2), №14
Резерв
Тест
- Көпәйтишни қошуш билән бәлгүлә
А)5+3+4+2 С)5-5-5+5
В)5+5+5+5 D)9-5+4-2
- 2. 5+5+5 көпәйтишкә айландур
А)5·4 С)3·3
В)5·3 D)5·5
- 3. бөлүш бәлгүсини көрсәт
А) : С) +
В) · D) –
4.Әгәрдә бир дәптәр 7 тг болса, 5 дәптәр нәччә тәңгә болиду?
А)35тг С)25тг
В)12тг D)2тг
5.5 люстрада 20 лампочка.Бир люстарада нәччә лампочка?
А)15л С)5л
В)4л D)25л
«Соални тутуп ал»
Жәдвал ейтқузуш
Треножор «Расскраска»